украинада тунҗи қетим бир рус әскири муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди

украинадики бир сот мәһкимисидә сотланған тунҗи рус әскири вадим шишимарин уруш җинайити садир қилиш вә қәстән адәм өлтүрүш билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1831084
украинада тунҗи қетим бир рус әскири муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт кийевдики соломенский сот мәһкимиси, 21 йашлиқ рус әскири шишимаринни украинаниң суми районида бир пуқрани өлтүрүш билән әйибләп, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди.

һөкүмнамида, шишимаринниң «қәстән қатиллиқ қилғанлиқи» қәйт қилинди вә «җавабкарниң җинайәтни садир қилғанлиқиниң толуқ испатланғанлиқи» оттуриға қойулди.

«шишимаринниң уруш җинайити садир қилғанлиқи вә униңға һечқандақ хәвп йәткүзмигән бир пуқрани қәстән өлтүргәнлики» билдүрүлгән байанатта, бу сәвәбтин униң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи әскәртилди.

русийә армийәси билән бирликтә украинаниң суми райониға киргән вадим шишимарин, 28-феврал чупаховка базиридики өйиниң алдида турған қорал-йарағсиз 62 йашлиқ александир шепиловни бешиға етип өлтүргәниди.

кейин украина әскәрлири тәрипидин әсиргә елинған шишимарин һәққидә <қәстән адәм өлтүрүш вә уруш җинайити садир қилиш билән әйиблинип материйал турғузулғанлиқи> билдүрүлгәниди.

соломенский сот мәһкимисиниң 5 -айниң 18-күни башланған русийә әскири вадим шишимаринға мунасивәтлик соти, «русийәниң украинаға җәң елан қилғандин буйан рус әскири тоғрисида ечилған тунҗи сот» болуш алаһидилики билән кишиләрниң диққитини қозғиғаниди.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر