кәркүктә террорлуқ тәшкилати даешниң 6 әзаси  назарәткә елинди

ирақниң кәркүк шәһәр мәркизидә бихәтәрлик қисимлири бир өйгә бесип керип тәкшүрүш җәрйанида терорлуқ тәшкилати даеш әзаси 6 кишини назарәткә алди вә улардин икки кишиниң айал икәнликини уқтурди.

1830809
кәркүктә террорлуқ тәшкилати даешниң 6 әзаси  назарәткә елинди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һөкүмити бихәтәрлик ахбарат тори тәрипидин елан қилинған йазма байанатқа асасланғанда, шәһәр мәркизидики панҗа әли районида бир өйдә тәкшүрүш елип берилған.

кәлгән истихбаратқа бинаән елип берилған тәкшүрүштә 6 террорчи қолға чүшкән. уларниң  бурун издәп тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар икәнлики ениқланған .

байанаттаö қолға елинған террорчиларниң сотқа йолланғанлиқи уқтурулди.

даеш 2014-йили 6-айда ирақниң мусул, салаһиддин вә әнбар өлкилириниң һәммисини һәмдә дийала вә кәркүк өлкилириниң  бир қисмини ишғал қилған болуп, бу районлар бир нәччә йил ичидә тәшкилаттин қайтурувелинған иди.

ирақниң сабиқ баш министири һәйдәр әлабади 2017-йили 12-айниң 9-күни даеш үстидин мутләқ ғәлибә қилғанлиқини җакарлиған иди.

террорлуқ тәшкилати даеш райондин қоғлап чиқирилип, шәһәрләрниң қайтурувелинғиниға 4 йилдин ашқан болсиму, даешниң болупму кәркүк, дийала, мусул, салаһиддин вә әнбар вилайәтлириниң йеза - қишлақлиридики һуҗумлири давамлашмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر