һиндистан вә бәңладештики апәтләрдә кәм дегәндә 57 киши һайатидин айрилди

һиндистан вә бәңладешқа һәптә бешидин буйан еғир тәсир көрситиватқан, шиддәтлик йамғур, сәл, боран вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлиридә кәм дегәндә 57 киши һайатидин айрилди.

1830230
һиндистан вә бәңладештики апәтләрдә кәм дегәндә 57 киши һайатидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, һиндистан вә бәңладештики кәлкүн, тағ гүмүрүлүп чүшүш вә боран-чапқунда милйонлиған кишиниң турмуши еғир тәсиргә учриған.

һиндистанниң биһар өлкисидә пәйшәнбә күни боран кәлтүрүп чиқарған вәқәләрдә аз дегәндә 33 адәм қаза қилған.

һиндистан бойичә апәтниң әң еғир тәсиригә учриған районларниң бириси бенгал чеграсидики ассам өлкиси болуп, апәттә 14 киши һайатидин айрилған.

ассамда 850 миңдин артуқ киши апәтниң тәсиригә учриған, 90 миңдин артуқ киши өйлиридин тарқақлаштурулуп, вақитлиқ панаһҗайларға орунлаштурулған.

ассам өлкисидә нурғун өйләр зийанға учрап, райондики деһқанчилиқ йәрлири вә деһқанчилиқ мәһсулатлири су астида қалған.

бәңладешниң шәрқий шималидиму қаттиқ йамғур сәвәбидин йеқинқи йиллардин буйанқи әң еғир кәлкүн апити вә дәрйа ташқинлири йүз бәрди.

районда 2 милйон киши апәтниң тәсиригә учриди. бәңладеш даирилири кәлкүн сәвәбидин һазирғичә 10 кишиниң қаза қилғанлиқини елан қилди.

бәңладешниң шәрқий шималидики силхет шәһиридә тәхминән 50 миң аилиниң токи үзүлүп қалди. су сәвийәси төвәнлимәслики сәвәбидин районға йәнә бир мәзгил ток тарқитилмайдиғанлиқи билдүрүлди.  

мутәхәсисләр йәр шариниң иссип кетиши сәвәбидин һөл-йеғинниң ешишиға әгишип, бенгал вә һиндистанда техиму еғир апәтләрниң көрүлүши мумкинлики һәққидә агаһландурушта болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر