зеленский: русийәниң доонбастики җинайәтлири ирқий қирғинчилиқниң дәлил-испатлири

украина пирезиденти володимир зеленский русийәни украинаниң шәрқидики донбас районини җәһәннәмгә айландуруш билән әйиблиди.

1829743
зеленский: русийәниң доонбастики җинайәтлири ирқий қирғинчилиқниң дәлил-испатлири

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент володимир зеленский хәлққә хитаб қилип сөзлигән нутуқида, русийә армийәсиниң донбас районини «түптүз қиливәткәнлики» ни билдүрүп: «одесса райони вә украинаниң мәркизидики шәһәрләр изчил һуҗумға учраватиду. донбас пүтүнләй йоқ қиливетилди» деди.

у русийә армийәсиниң йеқинқи һәптиләрдики асасий һуҗум нишаниға айланған донбас тоғрисида тохтилип: «украина армийәси харкив райониниң азад қилиниши үчүн һәрбий һәрикәтлирини давамлаштуруватиду. әмма, донбаста таҗавузчилар бесимни күчәйтишкә тиришиватиду. у йәр җәһәннәмгә айланди. бу мубалиғә әмәс. северодонетскниң рәһимсизләрчә бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә, бир күн ичидила 12 киши җенидин айрилди, онларчә киши йариланди. русийә буларни һәрбий җәһәттин һәргизму чүшәндүрәлмәйду. бу имканийәтниң беричә техиму көп украиналиқни өлтүрүш үчүн йавузларчә қәстән қилиниватқан һәрикәт. булар украина хәлқигә қилинған ирқий қирғинчилиқ дәп бекитилиду вә таҗавузчиларни сотқа тартидиған дәлил-испатлар һесаблиниду» деди.

у америкаға 40 милйард долларлиқ йардәм лайиһәсини тәстиқлиғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтип, сөзини мундақ давамлаштурди:

«һазир украинада айлиқ қизил рәқәм 5 милйард доллар. украина әркинлик уруши үчүн тез сүрәттә йетәрлик иқтисадий йардәмгә еһтийаҗлиқ. бу шерик дөләтләрдин кәлгән совға әмәс, бәлки уларниң өз бихәтәрликигә қошқан төһписи болиду. чүнки украинаниң мудапиәси охшаш вақитта русийә иғвагәрчилик қилидиған йеңи уруш вә киризислардин қоғдиниш болуп һесаблиниду. биз русийәниң дөлитимизгә қарши таҗавузчилиқиниң мәғлуб болуши үчүн бирликтә күрәш қилишимиз керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر