коломбийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

коломбийә пирезиденти иван дук маркуз җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән бүгүн түркийәдә зийарәттә болиду.

1829440
коломбийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, коломбийә пирезиденти иван дук маркуз, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән, 20 – 22 – май күнлири түркийәдә зийарәттә болидикән.

зийарәт давамида ишқа ашурулидиған учришишларда, түркийә – коломбийә мунасивәтлири кәң даирилик көздин кәчүрүлидикән, һәмдә һәмкарлиқниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүши үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакириләр елип берилидикән.

зийарәт даирисидә, икки тәрәп мунасивәтлиригә муһим төһпиләрни қошидиған келишимләрниң имзалинишиму күнтәртиптә болидикән.

учришишларда, икки тәрәп мунасивәтлиридин сирт йәнә, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر