шиветсийә: п к к ниң террорлуқ тәшкилати икәнликигә ишинимиз

шиветсийә ташқи ишлар министири ән линде дөлитиниң п к к ни террорлуқ тәшкилати дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

1827062
шиветсийә: п к к ниң террорлуқ тәшкилати икәнликигә ишинимиз

түркийә авази радийоси хәвири: линде җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш мусаписигә мунасивәтлик байанати һәққидә тохтилип: «йавропа иттипақиға охшашла, бизму п к к ниң бир террорлуқ тәшкилати икәнликигә ишинимиз» деди.

«афтонблад гезити»ниң хәвиригә асасланғанда, линде оттурилиқта бир уқушмаслиқниң болуш мумкинликини илгири сүрүп: «бизниң п к к ни террорлуқ тәшкилати дәп қаримайдиғанлиқимиз тоғра әмәс. әгәр ашундақ бир қараш шәкиллинип қалған болса, бу айдиңлаштурулуши керәк. йәкшәнбә күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшимиз» дегән.

финландийә ташқи ишлар министири пекка хавистому анадолу агентлиқиға бәргән байанатида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң финландийә билән шивитсийәниң натоға әза болуш мусаписи тоғрисидики байанати һәққидә тохтилип: «нато әзалиқи мәсилсиидә түркийә билән оттуримизни ихтилапни йеңишимизни үмид қилимән» деди.

хависто «афтонблад гезити»гә бәргән байанатидиму дөлитиниң чаршәнбә күни натоға әзалиқ илтимаси сунидиғанлиқини билдүрди.

җумһур рәис әрдоған җүмә күни истанбулда шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуш җәрйани һәққидә мухбирларға байанат берип: «: «биз нөвәттә шиветсийә билән финландийәгә мунасивәтлик өзгиришләрни көзитиватимиз. әмма бизниң бу һәқтики қаришимиз иҗабий әмәс. илгири, биздин бурунқи һөкүмәтләр гиретсийәниң натоға әза болуши мәсилисидә хата қилди. гиретсийәниң натони дәстәк қилип туруп, түркийәгә тутуватқан позитсийәиси силәргиму айан. түркийә болуш сүпитимиз билән, бу җәһәттә иккинчи қетим хаталиқ садир қилишни халимаймиз. буниңдин башқа, сикандинавийә дөләтлири, әпсуски, террорлуқ тәшкилатиниң меһманханисиға охшап қалди. п к к, д һ к п җ қатарлиқлар шиветсийәгә, голландийәгә ува салди. техиму илгириләп оттуриға қойидиған болсам, улар мәзкур дөләтләрниң парламентлиридинму орун алмақта. бундақ әһвалда, бизниң бу ишқа иҗабий қаришимиз мумкин әмәс» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر