америка билән шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи рәһбәрлири йиғини хитайни биарам қилди

хитай җо байдинниң вашингтонда өткүзгән шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи рәһбәрлири билән учришиш йиғинидин илгири, «хитайниң асаслиқ мәнпәәтигә четилидиған мәсилиләрдә от билән ойнашмаслиқи керәк» дәп агаһландуруш елан қилди.

1826542
америка билән шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи рәһбәрлири йиғини хитайни биарам қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка вә шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақиға әза дөләтләр рәһбәрлири ақсарайда өткүзүлгән америка-шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи башлиқлар йиғинида бир йәргә җәм болди.

америка президенти җо байдин ақсарай бағчисида шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақиға әза дөләт рәһбәрлири билән аилә рәсимигә чүшти.

рәсимгә чүшүш паалийитидин кейин, рәһбәрләр кәчлик зийапәткә қатнашти.

ақсарай башлиқлар йиғини даирисидә, америка  билән шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақиға әза дөләтләр оттурисида болупму келимат, тәрәққийат, маарип, деңиз-окйан саһәсидики һәмкарлиқ вә дунйа сәһийә бихәтәрлик мәсилиси қатарлиқ темиларниң музакирә қилинғанлиқини елан қилди.

малайсийа, һиндонезийә, берма, бруней, камбоджа, лаос, филиппин, сингапор, тайланд вә вйетнамдин тәркиб тапқан шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи 1967-йили 8-авғуст қурулған болуп, райондики дөләтләрниң иқтисадий, сийасий, бихәтәрлик вә иҗтимаий мәдәнийәт һәмкарлиқини қоллашни мәқсәт қилиду.

йәнә бир тәрәптин хитай, җо байдинниң вашингтонда өткүзгән шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи рәһбәрлири билән учришишидин илгири, «хитайниң асаслиқ мәнпәәтигә четилидиған мәсилиләрдә от билән ойнашмаслиқи керәк» дәп америкаға қарита агаһландуруш елан қилди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җав личен американиң район сиртидики дөләт болуш сүпити билән районниң тинчлиқи вә тәрәққийатини илгири сүрүштә актип вә иҗабий рол ойниши керәкликини тәкитлиди.

байанатчиси җав личен, «америка һәмкарлиқ нами астида башқиларни тәрәп таллашқа зорлаштин сақлиниши йаки хитайниң негизлик мәнпәәтигә четилидиған мәсилиләрдә от билән  ойнашмаслиқи керәк» дегән сөзләрни ишләтти.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر