шолз: уруш ачарчилиқ хәвпини пәйда қилиду

германийә баш министири олаф шолз «дунйа ашлиқ бихәтәрликидә муһим рол ойнап келиватқан украина қатарлиқ дөләтләрниң әмди йемәклик йәткүзәлмәсликидин әндишә қилиниватиду. бу әһвал ачарчилиқ хәвпиниму пәйда қилиду» деди.

1825822
шолз: уруш ачарчилиқ хәвпини пәйда қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: олаф шолз германийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған аргентина пирезиденти алберто фернандез билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида: «украина - русийә уруши пүткүл дунйа үчүн (һәр хил) ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиған бир уруш» деди.

у, уруш пәйда қилған йемәклик тәминләш зәнҗиридики қалаймиқанчилиқларни тилға елип: «һазир енергийә вә йемәклик баһаси өрләватиду. дунйа ашлиқ бихәтәрликидә муһим рол ойнап келиватқан украина қатарлиқ дөләтләрниң йемәклик йәткүзәлмәсликидин әндишә қилиниватиду. бу әһвал ачарчилиқ хәвпиниму пәйда қилиду» дегәнләрни қәйт қилди.

аргентина пирезиденти фернандез, латин америкасиниң уруш кәлтүрүп чиқарған ақивәтләрниң дәрдини тартиватқанлиқини байан қилип: «русийәгә қаритилған җазалар русийәгила әмәс, пүткүл дунйаға һәр хил ақивәтләрни елип келиду» деди.

у, урушниң йемәклик вә енергийә баһасини өстүрүвәткәнликигә ишарәт қилип: «бу әмди шималий атлантик әһди тәшкилати — нато билән русийә йаки украина билән русийә оттурисидики бир мәсилә әмәс, бир дунйави мәсилә. уруш чоқум тохтитилиши керәк» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر