еквадорда түнүгүн түрмидин қачқан мәһбуслардин 200 киши қолға чүшти

еквадорда түнүгүн бир түрмидә йүз бәргән топилаң вә тоқунушта қечип кәткән 200 мәһбусниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

1825313
еквадорда түнүгүн түрмидин қачқан мәһбуслардин 200 киши қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: сақчи башлиқи геванний понс: «түнүгүн җәмий 220 мәһбус қечип кәткән иди.  биз һазир улардин 200 кишини қайта туттуқ» деди.

геванний понс қалған 20 қачқун һәққидә учур билән тәминлигәнләргә 3000 долларғичә мукапат берилидиғанлиқини ейтти.

еквадор санто доминго де лос тсачилас шәһиридики беллависта түрмисидә түнүгүн әтигәндә рәқиб гуруһлар оттурисида йүз бәргән топилаң вә тоқунушта 44 мәһбус һайатидин айрилған вә нурғун мәһбус қечип кәткән иди.

еквадорда алдинқи йилдин буйан түрмиләрдики рәқиб гуруһлар оттурисида йүз бәргән зораванлиқ вәқәлиридә 400 дин артуқ мәһбус қаза қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر