украинаға қошна бәш дөләт оттурисида хитабнамә имзаланди

украина, полша, естонийә, литванийә вә латвийә қатарлиқ дөләтләрниң ички ишлар министирлири өзара һәмкарлиқ хитабнамәси имзалиди.

1822942
украинаға қошна бәш дөләт оттурисида хитабнамә имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири:  украина, полша, естонийә, литванийә вә латвийә қатарлиқ дөләтләрниң оттурисида украина пайтәхти кийев районидики гостомел шәһиригә җайлашқан антонов айродурумида имза қойуш мурасими өткүзүлди.

мурасимға, украина ички ишлар министири денйс монастирский, полша ички ишлар министири марийусз камински, естонийә ички ишлар министири кристийан йан, литванийә ички ишлар министири агне билатайт вә латвийә ички ишлар министири марийа голубева қатарлиқлар қатнашти.

украина ички ишлар министири монастирский байанат елан қилип, имзаланған хитабнамәниң әһмийити үстидә тохталди.

у: «мәзкур хитабнамә русийә әскәрлириниң өткүзгән уруш җинайәтлирини тәкшүрүш, мена тазилаш, чәт әлләрдики украиналиқ мусапирларни қоғдаш, йаридар әскәрләрни давалаш қатарлиқ темиларни өз ичигә алиду» деди.

у дунйадики әң чоң тирансипорт айропилани болған «225-антонов ан марийа» ниң парчилири қойулған җайда икәнликлирини алаһидә әскәртип: «бу йәр мән үчүн ейтқанда алаһидә әһмийәткә игә. чүнки уруш башлиништин икки күн илгири бу айродурумда хизмәт тәкшүрүштә болған идим. марийани биздин айриди, әмма үмидмизни һәргизму йоқ қилалмайду» деди.

у украина ички ишлар минстирлиқиға қарашлиқ «инсани мена тазилаш хәлқаралиқ кординатсийә мәркизи» ниң қурулғанлиқини билдүрди.

полша ички ишлар министири камински украина хәлқини қоллайдиғанлиқлирини тәкитләп: «русийәниң һуҗуми башланғандин тартип украинани қоллидуқ вә кийев ғәлбә қилғичә қоллаймиз» деди.

латвийә ички ишлар министири голубева русийәниң украинаниң шәһәрлирини йоқ қилишқа урунуватқанлиқини ейтти вә: «русийә кәлгән җайларда вәйранчилиқларни пәйда қилип, пуқраларни өлтүрүватиду, ул-әслиһәләрни йоқ қиливатиду» деди.

у украинаниң демократийә вә әркинлики үчүн күрәш қилғанлиқини билдүрүп, украина хәлқини қоллашни давамлашутридиғанлиқлирини қәйт қилди.

мурасимдин кейин, антонов айродурумида урушқа қатнашқан әскәрләр мукапатланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر