германийә украинаға йәттә шрапнел зәмбирики әвәтиду

германийә дөләт мудапиә министири кристине ламбречт украина билән «PzH 2000» типлиқ йәттә зәмбирәк әвәтиш келишими түзүлгәнликини билдүрди.

1823170
германийә украинаға йәттә шрапнел зәмбирики әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири:  германийә дөләт мудапиә министири кристине ламбречт силовакийәниң слийаҗ шәһиридә туруватқан германийә әскәрлирини зийарәт қилғанда, украинаға «PzH 2000» типлиқ йәттә зәмбирәк әвәтиш келишими түзүлгәнликини билдүрди.

у украина әскәрлиригә әвәтилидиған зәмбирәкләрни ишлитиш тәлим-тәрбийәси берилидиғанлиқини әскәртип, зәмбирәкләрниң германийә армийәсиниң искилатидин берилмигәнликини, уларниң ремонт қилинғанлиқини қәйт қилди.

германийә дөләт мудапиә министирлиқиниң твиттер бетидә, голландийәниң украинаға беридиған бәш данә шрапнел зәмбирики билән, бу хил зәмбирәк саниниң 12 гә чиққанлиқи, германийәдә берилидиған тәлим-тәрбийәниң келәр һәптә башлинидиғанлиқи билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر