украина армийәси бәзи сәпләрдә қайтурма һуҗумға өткән

украина армийәсиниң баш қомандани волерий залужний харкив вә изйум линйәсидә қайтурма һуҗумға өткәнликлирини уқтурди.

1822627
украина армийәси бәзи сәпләрдә қайтурма һуҗумға өткән

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийәсиниң баш қомандани волерий залужний телеграм адресида байанат елан қилип, америка армийә қоманданлиқ иштаби башлиқи марк миллей (Mark Milley) билән телефонда көрүшкәнликини билдүрди.

у уруш вәзийити тоғрисида марк миллейға мәлумат бәргәнликини әскәртип: «дүшмән күчлириниң луханск райониға топланғанлиқини, попасна, креминна вә торске районлирида шиддәтлик урушниң давамлишиватқанлиқини, украина армийәсиниң харкив һәмдә изйум сепидә қайтурма һуҗумға өткәнлики тоғрисида мәлумат бәрдим» деди.

у марк миллей билән украинаға қорал-йарағ әвәтиш мәсилисиниму музакирә қилғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر