русийәниң диний рәһбириму ембарго тизимликигә киргүзүлиду

йавропа иттипақи русийәниң украинаға қилған һуҗумини қоллиғанлиқини сәвәб көрситип, рус ортодокс черкавиниң рәһбири патрик кирилни ембарго тизимликигә киргүзүшкә тәййарланди.

1822300
русийәниң диний рәһбириму ембарго тизимликигә киргүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрб таратқулирида, йавропа иттипақиниң русийәгә қарши тәййарлиған 6-қетимлиқ ембарго пиланиға патрик кирилниңму киргүзүлидиғанлиқи тоғрисидики учурлар елан қилинди.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр комитети тәййарлиған ембарго мәзмунида патрик кирил, «русийәниң украинаға қилған һуҗумлирини қоллиған алдинқи қатардики кишиләр» қатарида көрситилди.

патрик кирил русийә пирезиденти путинниң украина тоғрисидики сөзлирини күчләндүргән муһим актийор дәпму қаралди. буниңға, өткүзүлгән диний мурасимларда кирилниң сөзлигән урушни қоллайдиған нутуқлири мисал қилип көрсиитлди.

патрик кирил узун йиллардин буйан путинниң муһим қоллиғучилириниң бири дәп қаралмақта иди.

йавропа иттипақиниң 6-қетимлиқ ембарго пиланида, русийәдин нефит импорт қилишни чәкләш, русийәниң чоң банкалирини свифт (SWIFT) системисидин чиқириш, бәзи ахбарат идарилирини чәкләш қатарлиқ тәдбирләрниң барлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر