ким җоңун дөлитиниң йадро күчини әң йуқири сүрәттә тәрәққий қилдуридиғанлиқини билдүрди

шималий корейә рәһбири ким җоңун дөлитиниң йадро күчини «әң тез сүрәттә» тәрәққий қилдуридиғанлиқини билдүрди.

1818254
ким җоңун дөлитиниң йадро күчини әң йуқири сүрәттә тәрәққий қилдуридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизи ахбарат агентлиқи (KCNA) ниң хәвиригә қариғанда, ким җоңун шималий корейә армийәси қурулғанлиқиниң 90 йиллиқини тәбрикләш паалийәтлириниң бир қисми сүпитидә пайтәхт пйоңйаңда өткүзүлгән һәрбий мурасимға қатнашқан.

у қитәләр ара учидиған баллистик башқурулидиған бомбилар көргәзмә қилинған мурасимдики сөзидә, дөлитиниң йадро күчини «әң тез сүрәттә» тәрәққий қилдуридиғанлиқини ейтқан.

ким җоңун, йадро күчлириниң асаслиқ вәзиписиниң дүшмәнни йалтайтиш ролини ойнаш икәнликини билдүрүп: «әмма, земинлиримизда бирәр келишмәслик йүз бәрсә, йадро күчлиримиз пәқәт бирла вәзипә биләнла чәклинип қалмайду. әгәр һәр қандақ бир күч бизниң асасий мәнпәәтимизгә дәхли қилмақчи болса, йадро күчлиримизниң иккинчи мәҗбурийитини ада қилиштин башқа таллаш йоли қалмайду» дегән.

хәвәрдә көрситилишичә, параттин өтүш мурасимида шималий корейәниң әң чоң қитәләр ара учидиған баллистик башқурулидиған бомбиси «хуасоң -17»му орун алған.

йонхап хәвәр агентлиқи сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләргә асаслинип, паратқа 20000 әскәр вә 250 дин артуқ һәрбий әслиһәниң қатнашқан болуш еһтимали барлиқини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر