әшшәбаб сомали парламентиға минамийот атти

әшшәбаб террорлуқ тәшкилати сомалиниң пайтәхти моқдишудики парламент бинасиға минамйот атти.

1814301
әшшәбаб сомали парламентиға минамийот атти

түркийә авази радийоси хәвири: сомалиниң йеңидин сайланған парламент әзалириниң вәзипигә олтурғандин буйанқи иккинчи қетимлиқ парламент йиғини әснасида йүз бәргән һуҗумда ишлитилгән минамйот оқлириниң парламент бинасиға йеқин йәргә чүшкәнлики؛ һуҗумда нурғун адәмниң йеник йариланғанлиқи, йариланғанлар арисида парламент әзалириниң йоқлуқи билдүрүлди.

шуниң билән бир вақитта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сомалиға йардәм бериш өмики байанат елан қилип, минамйот һуҗумини әйибләйдиғанлиқи вә өзлириниң сомали хәлқи билән бир сәптә туридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر