кабулда йүз бәргән бомба һуҗумлири җанға замин болди

афғанистанниң пайтәхти кабулниң ғәрбидики абдурраһим шеһит толуқ оттура мәктипи вә мумтаз курсида арқимуарқа  йүз бәргәнбомба һуҗумлирида 6 киши җенидин айрилди.

1814415
кабулда йүз бәргән бомба һуҗумлири җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң кабул җамаәт хәвпсизлики идариси байанатчиси халид задран, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, кабулниң ғәрбий қисмида шиәләргә қарши 3 бомба һуҗуминиң йүз бәргәнликини, һуҗумлада 6 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, 11 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

бомба һуҗумлири йүз бәргән районға баридиған йолларниң һәммиси тақиветилди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر