фирансуз сақчи йағлиқлиқ икки айалниң йолниң оттурисида урди

фирансийәниң асниерес шәһиридә сақчиларниң йолниң оттурисида йағлиқлиқ икки айални урған вә тәпкәнликигә мунасивәтлик көрүнүшләр наразилиқ қозғиди.

1813933
фирансуз сақчи йағлиқлиқ икки айалниң йолниң оттурисида урди

түркийә авази радийоси хәвири: 14 – апрел бир айалниң аптомобилиниң ичидә туруп тартип иҗтимаий алақә супилири твиттер вә инстаграмда һәмбәһрилигән син көрүнүши, фирансийә сақчилириниң йолниң оттурисиға ромал артқан икки айалға мувазинәтсиз шәкилдә мудахилә қилип, бирини урғанлиқи, йәнә бирини йәргә йатқузмақчи болғанлиқини ашкарилиди.

көрүнүштә, сақчилар бир айалниң бешиға мушт урған чағда, синни еливатқан айал варқирап: «һәй, мән сени сүрәткә еливатимән, уни қойуп бәргин, у (айални) тәстәк салди, уни урди» дәп варқирайду вә аптомобилидин чүшүп, сақчиларниң йениға берип, вәқәни синға еливатқанлиқини ейтип агаһландуриду. сақчи болса «шундақ, мән уни урдум. мениң бундақ қилиш һоқуқум бар» дәп җаваб  бериду.

син көрүнүши алған айал сақчиға инкас қайтуруп, уларниң бу хил усулда айалларни уруш һоқуқи йоқлуқини ейтиду....



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر