украина: русийә донетск билән луханскни елиштин ваз кәчмиди

украина армийә қоманданлиқ иштаби русийәниң донетск билән луханск районлирини пүтүнләй қолға киргүзүш пиланидин ваз кәчмигәнликини билдүрди.

1811179
украина: русийә донетск билән луханскни елиштин ваз кәчмиди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштабиниң фәйсбук бетидә елан қилған байанатида, украина армийәси билән хәлқиниң русийәниң ишғалиға қарши қәһриманларчә күришини, 47-күндиму давамлаштурғанлиқи қәйт қилинди.

русийә армийәсиниң марийуполниң қисмән районлирида һуҗумини давамлаштуруватқанлиқи әскәртилгән байанатта: «дүшмән донетск билән луханск районлирини пүтүнләй қолға киргүзүш пиланидин ваз кәчмиди» дейилди.

байанатта, русийә әскәрлириниң ракета қойуп бериш системилири билән харкив шәһирини қисмән һалда контрол қилишқа урунуватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر