йеңи зеландийә украина үчүн йавропаға һәрбий хадимларни әвәтиду

йеңи зеландийә украина үчүн авийатсийә тарихиниң әң мувәппәқийәтлик тирансипорт айропиланлиридин бири дәп билинидиған «C-130 Hercules» айропилани билән 50 һәрбий хадимни йавропаға әвәтиду.

1810533
йеңи зеландийә украина үчүн йавропаға һәрбий хадимларни әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи зеландийә хералд гезитиниң хәвиридә билдүрүлишичә, йеңи зеландийә баш министири җасинда ардерн (Jacinda Ardern) йавропада тинчлиқниң дунйаниң муқимлиқи үчүн зөрүр икәнликини тәкитлигән вә мәқсәтлириниң украинаниң русийә һуҗумлирини чекиндүрүшигә йардәм қилиш икәнликини билдүргән.

у украинаға йардәм қилиш мәқситидә 50 һәрбий хадим билән «C-130 Hercules» айропиланиниң йавропаға әвәтилидиғанлиқини елан қилди.

у бир дөләткә қилинған һуҗумниң һәммә дөләт үчүн «тәһдит» икәнликини билдүрүп, йеңи зеландийәниң бу әһвалда рол ойниши керәкликини қәйт қилди.

йеңи зеландийәдин 13-апрелда көккә көтүрүлүши пилан қилинған айропиланниң, украинаға бармайдиғанлиқи, тарқитиш мәркәзлиригә үскүнә вә материйалларни тошуш үчүн йаврода туридиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر