италийә баш әлчиханисини қайтидин пайтәхт кийевға йөткәйдиғанлиқини елан қилди

италийә ташқи ишлар министири луйиги ди майо украинадики уруш сәвәбидин алдинқи айда лвивға көчүрүп кәлгән баш әлчиханисини қайтидин пайтәхт кийевға йөткәйдиғанлиқини елан қилди.

1809993
италийә баш әлчиханисини қайтидин пайтәхт кийевға йөткәйдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ди майо италийә мәтбуатлириға бәргән байанатида, «һөкүмәт болуш сүпитимиз билән кийевдики баш әлчиханимизни қайтидин ечишни қарар қилдуқ» деди.

ди майо росийә-украина урушида тинчлиқни бәрпа қилишниң бирдинбир йолиниң «дипломатик һәл қилиш чариси» икәнликини байан қилип, йавропалиқ шериклири билән биргә кийевдә болушиниң тинчлиқни ишқа ашурушқа төһпә қошидиғанлиқини ейтти.

италийә ташқи ишлар министири әлчиханиниң хиристийан дунйаси тәрипидин тәбриклинидиған пасха байримидин кейин кийевда паалийәт башлайдиғанлиқини елан қилди.

ди майо италийәниң уруш башланғандин кейин кийевдин әң ахирида айрилған вә әмдиликтә  әң башта қайтип кәлгән дөләтләрдин бири болғанлиқини ейтти

италийә 24 – февралда росийә әскәрлири украинаға уруш башлиғанлиқи сәвәбидин, кийевдики баш әлчиханисини 1 – мартта дөләтниң ғәрбидики лвивға йөткигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر