полша германийәниң русийәгә йеқин болуп кетишини әйиблиди

полшаниң муавин баш министири җарослав качински германийәни «русийә билән қойуқ мунасивити бар» дәп әйиблиди.

1806274
полша германийәниң русийәгә йеқин болуп кетишини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: качински германийәниң «Die Welt» гезитиниң зийаритини қобул қилип бәргән байанатида, русийә-украина уруши үстидә тохтилип, «германийә һөкүмити узун йиллардин буйан (русийә пирезиденти виладимир) путинниң башқуруши астидики русийәниң немиләрни қиливатқанлиқини чүшинишни халимиди. нәтиҗисини мана бүгүн көрмәктимиз» деди.

русийәниң тәбиий газға селиштурғанда нефит експортидин бәш һәссә көп кирим һасил қилидиғанлиқини байан қилған качински, германийәни «украинаға йетәрлик қорал бәрмиди вә русийәдин нефит импорт қилишқа ембарго қоймиди» дәп әйиблиди.

полша әдлийә министири зибнийев зиоброму росийә-украина уруши сәвәбидин руосийәни нишан қилған ембарголарға әң көп қарши турған дөләтниң германийә болғанлиқини ейтти.

зиобро германийәниң русийәгә қаритилған қаттиқ ембарголарға қарши чиққан әң муһим актийор икәнликини, венгирийәниң бу җәһәттә «қорбанлиқ өчкиси» елан қилинғанлиқини илгири сүрди.

русийә қисимлири 24-февралда украинаға һуҗум башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر