кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида 10 киши йариланди

афғанистанниң пайтәхти кабулдики ташқи перевот мәркизи шәһзадә базирида йүз бәргән бомба һуҗумида 10 киши йариланди.

1806251
кабулда йүз бәргән бомба һуҗумида 10 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: шәһзадә базари ташқи перевот содигәрлири бирләшмисиниң мәсули һаҗи зирәк ахбаратқа бәргән байанатида, базар ичигә орунлаштурулған бомбиниң партилиши нәтиҗисидә 10 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

вәқәни өз көзи билән көргән шаһитлар  болса, 15 кишиниң йариланғанлиқини илгири сүрди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечкиши өз үстигә алмиди.

йәнә бир тәрәптин афғанистанниң ғәрбидики һерат өлкисидә 1 – апрелда йүз бәргән бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

асаслиқи шиәләр көп олтурақлашқан һератниң җибрайил районида йәрлик бир ойун җәрйанида  адәм бомба һуҗуми йүз берип,  5 киши һайатидин айрилға иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر