русийә - украина сөһбәтлириниң тор муһитида давамлишиватқанлиқи билдүрүлди

украина пирезидентлиқ мәһкимиси  ишханисиниң муавин башлиқи михайил подолйак, русийә билән болған сөһбәтләрниң тор муһитида давам қиливатқанлиқини уқтурди.

1805686
русийә - украина сөһбәтлириниң тор муһитида давамлишиватқанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: украина сөһбәт гурупписиниң әзаси подолйак, украина - русийә сөһбитиниң тармақ гуруппиларниң қатнишиши билән тор муһитида давамлишиватқанлиқини җәзмләштүрди.

русийә сөһбәт өмикиниң башлиқи, русийә президенти виладимир путинниң мәслиһәтчиси виладимир мединскийму телеграмма қанилида давамлишиватқан сөһбәткә мунасивәтлик фото - сүрәтләр һәмбәһрилиди вә русийәниң қирим вә донбасқа мунасивәтлик позитсийәсидә өзгириш йоқлуқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر