русийә қисимлири инсанпәрвәрлик йардәмлирини қолға чүшүрүвалди

украина муавин баш министири ирина верешчук бир күн ичидә тәхминән 1 миң 500 пуқраниң запорижва шәһиригә йетип барғанлиқини билдүрди.

1805611
русийә қисимлири инсанпәрвәрлик йардәмлирини қолға чүшүрүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: украина муавин баш министири ирина верешчук бир күн ичидә тәхминән 1 миң 500 пуқраниң запорижва шәһиригә йетип барғанлиқини билдүрди.

у иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирлигән видеода, украинада уруш болуватқан җайлардин пуқраларни тарқақлаштуруш мусаписи тоғрисида байанат елан қилди.

бир күндә үч инсанпәрвәрлик йардәм каридориниң ечилғанлиқини әскәртип: «бу каридорлардин запорижва шәһиригә 1458 киши өзиниң аптомобиллири билән йетип барди. буларниң 631 и марийупол вә 827 си запорижва районидики бердйанск, мелитопол, енерходар, полохи, орихв, хулвайпол вә василивка шәһәрлиридин кәлди деди.»

у тарқақлаштуруш үчүн әвәтилгән аптобусларниң бердйанск шәһиригә киришигә рухсәт берилмигәнликини алаһидә тәкитләп, мелитополға тиббий вә йемәк-ичмәк йардәмлириниң йәткүзүлгәнликини, әмма йардәмләрни русийә армийәсиниң қолға чүшүрүвалғанлиқини қәйт қилди.

изйум районлуқ һөкүмәтниң байанатида, шәһәрдә 20 күндин буйан инсанпәрвәрлик каридориниң ечилмиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, тәхминән 20 миң кишиниң тарқақлаштурушни күтүватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر