б д т: конгода тинчлиқ сақлаш қисми тик учар айропилани чүшүп кәтти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати конго демократик җумһурийитидә тинчлиқ сақлаш қисми әскәрлири олтурған бир тик учар айропиланниң чүшүп кәткәнликини уқтурди.

1804072
б д т: конгода тинчлиқ сақлаш қисми тик учар айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, конго демократик җумһурийитидә, тинчлиқ сақлаш қисминиң пакистанлиқ 6, русийәлик 1 вә сербийәлик 1 болуп, җәмий  8 нәпәр әскири олтурған тик учар айропилан билән алақиниң үзүлүп қалғанлиқини, издәш – қутқузуш паалийәтлириниң давамлишиватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта,бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисми әскәрлирини елип кетиватқан тик учар айропиланниң, йеқинқи күнләрдә конго армийәси билән M23 дәп атилидиған қораллиқ гуруппа оттурисида тоқунушлар йүз бериватқан тшәнзу районида чарлаш елип бериш үчүн йолға чиққанлиқини, вәқәниң келип чиқиш сәвәбиниң тәкшүрүлүватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر