нигерийәдә йолучилар пойизи һуҗумға учриди

бир топ қораллиқ кишиләр нигерийәниң кадуна иштатида йолучилар пойизиға һуҗум қилди.

1803509
нигерийәдә йолучилар пойизи һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулиридики хәвәрләрдә, қәйт қилинишичә қораллиқ кишиләрниң кадуна иштатиниң игаби райони ригаса пойиз истансисида йолучилар пойизиға бомба һуҗуми қилған.

һуҗумда өлүм-йетим һадисилириниң йүз берип-бәрмигәнлики ениқ әмәс болуп, пойизда 970 йолучиниң барлиқи әскәртилди.

кадуна иштатиниң хавин канва йезисиғиму мотосиклит менивалған бир топ қораллиқ кишиләр һуҗум қилған. һуҗумда 15 киши җенидин айрилған, нурғун киши йариланған.

кадуна иштати ички хәвпсизлик вә ички ишлар комиссари самуел аруван 26-мартта (2022) иштатниң айродурумида һуҗум вәқәси пәйда қилмақчи болған қораллиқ кишиләрдин 12 синиң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди.

нигерийәниң бәзи иштатлири йеқинқи вақитларда көп йүз бериватқан мотосиклит менивалған қораллиқ кишиләрниң һуҗуми сәвәбидин, мотосиклит менишни чәклигән иди.

кадуна иштатида чарвичилиқ билән шуғуллинидиған фуланилар вә деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған бәзи қәбилиләр оттурисида шиддәтлик тоқунушлар йүз бәрмәктә. иштатта 20-марттин буйан давамлишиватқан тоқунушлар сәвәбидин бәзи районларда сиртқа чиқиш чәкләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر