б д т украина-русийә урушиға мунасивәтлик рәқәмләрни елан қилди

б д т мусапирлар алий комиссарлиқи украинадики мусапирлар киризисиға мунасивәтлик мәнбәләрдин елинған мәлуматларни елан қилди.

1802815
б д т украина-русийә урушиға мунасивәтлик рәқәмләрни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т украина-русийә урушида, украинада әң аз дегәндә 1119 пуқраниң җенидин айрилғанлиқини, 1790 кишиниң йариланғанлиқини, 3 милйон 821 миң 49 мусапирниң қошна дөләтләрдә панаһланғанлиқини билдүрди.

байанатта, 24-февралдин 26-мартқичә (2022) украинадин 3 милйон 821 миң 49 мусапирниң қошна дөләтләрдә панаһланғанлиқи, буниң ичидә полшада әң көп икәнлики қәйт қилинди.

украинадин полшаға 2 милйон 267 миң 103, руменийәгә 586 миң 942, молдоваға 381 миң 395, венгирийәгә 349 миң 107 вә силовенийәгә 272 миң 12 мусапирниң өткәнлики әскәртилгән байанатта, донетск билән луханск районлридин 23-21 –февралда 50 миң кишиниң русийәгә өткәнлики қәйт қилинди.

украинадин қошна дөләтләргә барған мусапирлардин нурғуниниң башқа йавропа дөләтлиригә өткәнлики билиниду.

б д т ға қарашлиқ хәлқара көч тәшкилати (IOM) украинада 6.5 милйон пуқраниң йурт-маканлиридин айрилғанлиқини, буниң билән қошна дөләтләргә өткән мусапирларни қошқанда, йурт-маканлиридин айрилған украиналиқлар саниниң җәмий 10 милйонға йәткәнлики қәйт қилинди.

б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға асасланғанда, украина-русийә урушида 24-февралдин 26-февралғичә әң аз дегәндә, 1119 пуқра җенидин айрилған, 1790 пуқра йариланған.

байанатта, әслидә җенидин айрилғанлар вә йариланғанлар саниниң, ениқланған рәқәмдин техиму көп икәнлики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر