хитай ташқи ишлар министири афғанистанда зийарәттә болди

хитай ташқи ишлар министири ваң йи күтүлмигәндә афғанистанниң пайтәхти кабулда зийарәттә болди.

1801989
хитай ташқи ишлар министири афғанистанда зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: ваң йи, түнүгүн афғанистанниң пайтәхти кабулда елип барған күтүлмигән зийаритидә, талибан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин баш министири вәкили молла абдуғени бирадәр вә талибан вақитлиқ һөкүмитиниң дипломатийә министири вәкили әмирхан муттәқи билән көрүшти.

хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, ваң йи, мундақ дегән: «хитай афғанистанниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә, афғанистан хәлқиниң мустәқил таллишиға, диний етиқади вә өрп – адәтлиригә һөрмәт қилиду. хитай һәргизму афғанистанниң ички ишлириға арилашмайду,  әсла өз мәнпәәтинила күтмәйду, шундақла, һәргизму тәсир даирисини зорайтишқа урунмайду. хитай хәлқи афғанистан хәлқи билән достанә мунасивәт орнитиш йолида издиниватиду.»

талибан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин баш министирлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, ваң йи билән бирадәрниң учришишида, икки дөләт оттурисидики сода, тиранзит вә иқтисадий мунасивәтләр һәққидә музакирә елип берилған.

бирадәр, афғанистанда көп санда  канларниң барлиқини, хитайдин бу канларни ишлитиш мәсилисидә һәмкарлиқ орнитишини, болупму логар  вилайитидики мис канлири лайиһәсини тәкрар ишқа кириштүрүшини тәләп қилған.

йәнә бир тәрәптин, талибан вақитлиқ һөкүмитиниң байанатчиси абдулқаһһар белһиниң, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида әскәртишичә, ваң йи билән муттәқиниң учришишида, сийасий, иқтисадий мәсилиләрдин сирт йәнә, һава каридори, афғанистандин қуруқ йәл - йемиш експорт қилиниши, афғанистанлиқ оқуғучиларға оқуш йардәм пули берилиши қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر