«шималий корейә деңизға башқурулидиған бомба атти»

җәнубий корейә шималий корейәниң деңизға намәлум башқурулидиған бомба атқанлиқини билдүрди.

1801286
«шималий корейә деңизға башқурулидиған бомба атти»

түркийә авази радийоси хәвири: «‹йонхап› хәвәр агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, җәнубий корейә армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, шималий корейәниң деңизға башқурулидиған бомба атқанлиқи, бу  бомбиниң баллистик башқурулидиған бомба йаки әмәсликиниң техичә наениқ икәнлики билдүрүлгән.

йапонийә дөләт мудапиә министирлиқиму, шималий корейә деңизға атқан башқурулидиған бомбиниң баллистик башқурулидиған бомба болуш еһтималлиқиниң йуқири икәнликини җакарлиған.

җәнубий корейә даирилири, 16 – март күни «мәғлубийәтлик» баллистик башқурулидиған бомба синиқи елип барған шималий корейәниң паалийәтлирини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини, шималий корейәниң 20 – март күниму  көп қетим ракетамийотлар арқилиқ сериқ деңизға һуҗум қилғанлиқини  уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر