нато башлиқлар йиғини башланди

шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини белгийәниң пайтәхти бирйусселда башланди.

1801277
нато башлиқлар йиғини башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәгә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вәкиллик қиливатқан нато башлиқлар йиғиниға, иттипақдаш дөләтләрниң рәһбәрлири иштирак қилмақта.

йиғин һарписида хатирә сүрәткә чүшкән рәһбәрләрниң күнтәртипини русийәниң украинаға таҗавуз қилишидин кейинки өзгиришләр тәшкил қилиду.

шималий атлантик әһди тәшкилатиниң шәрқий йавропадики узақ мәзгиллик вәзипә өтүши һәққидә музакирә елип берилидиған йиғин даирисидә, дөләт вә һөкүмәт башлиқлири түнүгүн кәчтин буйан бирйусселда икки тәрәплик учришишларда болушқа башлиғаниди. йиғиндин кейинму бәзи рәһбәрләрниң нато қараргаһида икки тәрәплик учришишлирини давамлаштуруши мөлчәрләнмәктә.

нато башлиқлар йиғини һарписида фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән бир йәргә җәм болған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму қойуқ икки тәрәплик учришишларда болмақта.

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг, түнүгүн елан қилған байанатида, «әтә чақирилидиған башлиқлар йиғинида техиму көп қарарларни чиқиримиз, хәвпкә тақабил туруш қурулмимизни қайта тәңшәп чиқишимиз керәк» дегәниди, һәмдә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң шәрқий қанитидики күчләрниң санини қуруқлуқ, һава вә деңизда көпәйтидиғанлиқлирини, дәсләпки қәдәмдә булғарийә, венгирийә, руминийә вә силовакийәгә техиму көп әскәр орунлаштурулидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر