русийә украинаниң һәрбий нуқтилирини йиарқ мусапилиқ қораллар билән бомбардиман қилди

русийә дөләт мудапиә минстирлиқи украинадики бәш туралғу районида һәрбий искилатларниң, йирақ мусапилиқ йуқири техникилиқ қораллар билән бомбардиман қилинғанлиқини елан қилди.

1800422
русийә украинаниң һәрбий нуқтилирини йиарқ мусапилиқ қораллар билән бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси игор коншенков русийә армийәсиниң украина урушидики һәрикәтлири тоғрисида байанат елан қилди.

у бир күн ичидә (22-март) украина һәрбий тәсислириниң һава вә қуруқлуқтин йирақ мусапилиқ йуқири техникилиқ қораллар билән бомбардиман қилинғанлиқини билдүрүп: «лисичанск вә краматорск туралғу җайлирида украина һәрбий қисимлириниң йеқилғу искилатлири, друҗковка туралғу җайлирида ракета вә зәмбирәк искилатлири, надеҗдинка қатарлиқ башқа җайларда қорал-йарағ искилатлири битчит қилинди» деди.

у йәнә: русийә һава армийә қисимлириниң украина армийәсиниң төт қоманданлиқ мәркизи, төт һава қалқан мудапиә системиси, үч қорал-йарағ искилати, һәр хил типтики 68 данә һәрбий аптомобилни өз ичигә алған 83 нуқтиниң бомбардиман қилинғанлиқини әскәртип: «бүгүнгичә украина армйәсиниң 236 данә учқучисиз һава аппарати, 154 ракета атари, 185 һава қоғдиниш системиси, 1547 данә танка вә биронивики, 612 данә зәмбирәк вә минамийоти, 1343 данә һәрбий аптомобили йоқитилди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر