FBI: рус хаккерлириниң америка енергийә ширкәтлиригә һуҗум қилиш хәвпи күчәйди
америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI), рус хаккерлириниң америкадики енергийә ширкәтлиригә һуҗум қилиш хәвпиниң күчийип кетиш еһтимали барлиқи тоғрисида агаһландурди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI), русийә-украина урушидин кейин, русийә хаккерлириниң америкадики енергийә ширкәтлиригә һуҗум қилиш хәвпиниң күчийип кетиш еһтимали барлиқи тоғрисида агаһландурди.
FBI ниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, русийә хаккерлири уруш башланғандин буйан 5 и енергийә ширкити болуп америкада паалийәт елип бериватқан 20 дин артуқ ширкәтниң бихәтәрлик бошлуқини тепиш үчүн тәкшүрүш елип барған.
русийә украинаға уруш елан қилғандин кейин, америка енергийә ширкәтлириниң русийәниң тор һуҗумиға учраш хәвпи күчәйди.
мушу һәптиниң бешида ақсарайниң дөләт бихәтәрлик ишлири муавин мәслиһәтчиси анни небергер бу һәқтә байанат елан қилип, русийәниң америкаға қарши тор һуҗуми қозғайдиғанлиқи тоғрисидики дөләт бихәтәрлик учурлириниң күчәйгәнликини ейтти.
америка тор бихәтәрлики вә ул әслиһә бихәтәрлик идариси, түнүгүн 13000 дин артуқ ширкәтни тор һуҗумлириға қарши бихәтәрлик иқтидарини күчәйтишкә чақирди.
русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанниң җәнубий вә шәрқий районлирини бомбардиман қилди
исраилийә уруш айропиланлири ливанниң шәрқий вә җәнубидики охшимиған районларни бомбардиман қилди.