әнглийәдә ирқий айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди

әнглийәниң пайтәхти лондонда миңлиған киши ирқчилиққа вә урушқа қарши йүрүш өткүзди.

1798541
әнглийәдә ирқий айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар әнглийә радио – телевизийә оргини б б с ниң  пайтәхт лондондики мәркизиниң алдиға топланғандин кейин, йүрүш башлиди.

әнгилийә һөкүмити вә баш министер борис җонсонға қарши шоарларни товлашқан намайишчилар  «панаһланғучиларни қарши алимиз!», «исламға дүшмәнлик қилишқа болмайду» вә «ирқчилиқни ахирилаштуруш керәк» дәп йезилған  лозинкиларни ачти.

намайишчилар әнгилийә һөкүмитиниң айримчилиқ вә ирқчилиққа қарши һәрикәткә өтүшини тәләп қилди һәмдә  дөләттә «панаһланғучиларға қарши туруш қанун лайиһәси» дәпму билинидиған дөләт тәвәлики вә чегра қанун лайиһәсини әмәлдин қалдуруш чақириқида болди.

намайишчилар пайтәхтниң әң ават кочилирида йүрүшлирини давамлаштуруп, парламент мәйданида намайишни ахирлаштурди.

лондондин башқа йәнә, шотландийәниң гласгов шәһиридиму ирқий айримчилиққа қарши намайиш өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر