б д т хәвпсизлик кеңишидики ғәрб дөләтлири русийәни қаттиқ әйиблиди

б д т хәвпсизлик кеңишидики ғәрб дөләтлири русийәгә хәлқара сот мәһкимисиниң урушни ахирлаштуруш қарариға бойсунушни чақириқ қилди.

1797808
б д т хәвпсизлик кеңишидики ғәрб дөләтлири русийәни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңиши алтә дөләтниң тәлипи билән русийәниң украинаға қилған һуҗумлирини музакирә қилиш үчүн топланди.

йиғинда, ғәрб дөләтлири русийәгә хәлқара сот мәһкимисиниң урушни ахирлаштуруш қарариға бойсунушни чақириқ қилди.

американиң б д т да турушлуқ даимий вәкили линда томас гренфилд (Linda Thomas Greenfield) русийәни хәлқара сот мәһкимисиниң қарариға дәрһал бойсунушқа чақирғанлиқлирини әскәртип: «русийә украинаниң игилик һоқуқиға вә земин пүтүнлүкигә, шундақла хәлқаралиқ қанунға очуқ-ашкара хилаплиқ қилди» деди.

әнглийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили барбара вудвард (Barbara Woodward) украинада йүз бәргәнләргә русийәниң җавабкар икәнликини тәкитлиди.

фирансийәниң вәкили николас де ривийер (Nicolas de Riviere) русийәгә охшаш чақириқни қилип, русийәниң б д т хәвпсизлик кеңишигә сунған украина лайиһәсини қоллимайдиғанлиқлирини, қоллиғанларниң болса, «русийәгә урушни давамлаштуруши үчүн очуқ чәк бәргәнлики» ни билдүрди.

норвегйә вәкили мона җул  (Mona Juul) русийәни «дунйаниң әң чоң уруш машиниси» дәп әйиблиди вә сот мәһкимисиниң қарариға бойсунушқа, урушни тохтитишқа чақирди.

иреландийә вәкили гералдин бйирни насон (GeraldineByrneNason) «инсанларниң һайатини һечнимигә һесаблимиған, мустәқил, игилик һоқуқлуқ дөләтниң вәйран қилинғанлиқиға гуваһ болғанлиқлири» ни әскәртип, русийәдин хәлқара сотниң қарариға бойсунушни тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر