нато дөләт мудапиә министирлири дәриҗилик җиддий йиғини чақирди

шималий атлантик әһди тәшкилати «украина күнтәртипи» билән белгийәниң пайтәхти бирйусселда дөләт мудапиә министирлири  дәриҗилик җиддий йиғин чақирди.

1796438
нато дөләт мудапиә министирлири дәриҗилик җиддий йиғини чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирйусселда башланған йиғинниң дәсләпки олтурушиға, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлиридин сирт йәнә, украина, гиретсийә, шиветсийә вә финландийә қатарлиқ дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлири билән йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел қатарлиқларму иштирак қилди.

йиғинда, шималий атлантик әһди тәшкилати һәмкарлишиватқан башқа дөләтләр вә тәшкилатларниң нөвәттики вәзийитигә қарап чиқилиду.

әнқәрә вақти чүштин кейин саәт 3 йеримдики олтурушқа болса, пәқәт шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлирила қатишиду вә келәр һәптә чақирилидиған шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини һарписидики тәййарлиқ хизмәтлири көздин кәчүрүлиду.

йиғинға, түркийәгә вакалитән дөләт мудапиә министири хулуси ақар қатнашмақта.

шималий атлантик әһди тәшкилати, русийә – украина урушиниң натониң чегра линийәлиригә йамрап кетишиниң алдини елиш үчүн зөрүр тәдбирләрни қоллинишқа тиришмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر