антони блинкен: иран билән болған йадро музакириләр тамамлиниш басқучида

америка ташқи ишлар минисстири антони блинкен иран билән болған йадро музакирәләр мәсилисиниң тамамлинишқа аз қалғанлиқини ейтти.

1790770
антони блинкен: иран билән болған йадро музакириләр тамамлиниш басқучида

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен американиң «CBS» қанилиға бәргән байанатида, австрийә пайтәхти вийеннада иран билән давамлишиватқан йадро музакирәлири үстидә тохталди.

антони блинкен музакирәләрниң ахирлишишқа аз қалғанлиқини билдүрүп, бир қисим қийин мәсилиләр тоғрисидики сөһбәтниң тамамлинишини сақлаватқанлиқини әскәртти.

йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә көрүнәрлик илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликлирини тәкитлигән антони блинкен, һазирму хизмәт қилиниватқан бәзи мәсилиләрниң һәл қилиниши тоғрисида баш қатуруватқанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر