америкада җамәләрдә қанунсиз җасослуқ қилишқа алақидар әрзнамә һәққидә қарар мақулланди
америка алий сот мәһкимиси калифорнийәдә бир мусулманлар гурупписиниң федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) үстидин «қанунсиз назарәт қилиш» җинайити билән сунған әрзнамәсиниң төвән сот мәһкимисидә бир тәрәп қилинишини һөкүм қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: алий сот мәһкимиси федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) үстидин қилинған әрзләрниң «дөләт мәхпийити» болуши сәвәбидин тоңлитилидиған йаки тоңлитилмайдиғанлиқиға даир қарарниң төвән сот мәһкимиси тәрипидин мақуллиниши керәклики һәққидә бирдәк аваз билән қарар мақуллиди.
2006-йили федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) сабиқ зәһәрлик чекимлик җинайәтчиси крайг монтейл исимлик кишини йеңи мусулман болған киши сүпитидә калифорнийәниң ирвин шәһиридики җамәләрдә җасослуққа ишләткән иди.
бу вәқә җамә җамаитиниң крайг монтейл үстидин «террорлуққа қизиқишидин биарам болдуқ» дегән сәвәб билән федератсийә тәкшүрүш идарисиға әрз қилишидин кейин ашкариланған иди.
буниңға қарита мусулманлар җамаитниң бәзи әзалири «диний асаста қанунсиз назарәт қилиш җинайити» билән әйибләп, федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң бу «җасослуқ һәрикити» ни сотқа әрз қилған иди.
әдлийә тармақлири «дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүридиған дәриҗидә дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш хәвпи бар» дегәнни илгири сүрүп, федератсийә тәкшүрүш идариси үстидин ечилған дәвани америка алий сот мәһкимисигә йоллиған иди.