пакистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида қаза қилғанлар сани 63 кә йәтти

пакистанниң пешавур шәһиридики куча рисалдар шиәләр җамәсигә қилинған һуҗумда қаза қилғанлар сани 63 кә йәтти, 200 гә йеқин киши йариланди.

1790223
пакистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумида қаза қилғанлар сани 63 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан мәһәллий таратқулири, даеш террорлуқ тәшкилатиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида йазма байанат елан қилип, һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алғанлиқини хәвәр қилди.

йәнә бир тәрәптин, һуҗумниң авистиралийә - пакистан калтәк топ (киркит) мусабиқисигә тоғра келиши диққәтни тартти, пакистан даирилири болса, австиралийә калтәк топ командисини қоғдаш тәдбирлирини күчәйткәнликини уқтурди.

австралийә командиси аридин 24 йил өткәндин кейин, 27- феврал калтәк топ мусабиқисигә қатнишиш үчүн пакистанға барған болуп, алтә һәптә давамлишидиған мусабиқә түнүгүн башланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر