русийә украинаниң чернигий шәһиридики йеқилғу искилатлирини бомбардиман қилди

русийә армийәси украинаниң запорижва йадро електир истансисиниң контроллуқини қолға чүшүрди.

1789763
русийә украинаниң чернигий шәһиридики йеқилғу искилатлирини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина йадро ишлирини тәртипкә селиш вә назарәт кеңиши йавропадики әң чоң запорижва йадро електир истансисиниң русийә армийәсиниң контроллуқиға өтүп кәткәнликини елан қилди.

кеңәшниң байанатида, радийатсийә әһвалида өзгиришниң йоқлуқи билдүрүлди.

байанатта, електир истансиси русийә армийәсиниң қолға чүшүп кәткән болсиму, әмма истансиса хадимлириниң хизмәтлирини давамлаштуруватқанлиқи қәйт қилинди.

украина җиддий ишларға тақабил туруш идариси истансисда йүз бәргән етишишлар сәвәбидин чиққан отниң өчүрүвелинғанлиқини, өлүм-йетим һадисилириниң көрүлмигәнликини билдүрди.

запорижва йадро електир истансиси йавропадики әң чоң, дунйада болса әң чоң 10 йадро електир истансисилиридин бири болуп һесаблиниду.

русийә армийәси урушниң биринчи күнидә украинаниң шималиға җайлашқан чернобил йадро електир истансисини қолға чүшүргән иди.

украинада паал ишләватқан 15 данә йадро реактор қазини бар болуп, дөләт еликтириниң тәхминән йеримини мушу истансисилардин қолға кәлтүриду.

русийә армийәсиниң түнүгүн (3-март) кийевниң шәрқий шималиға җайлашқан чернигий шәһиригә қилған һава һуҗумида, 33 пуқра җенидин айрилди, 18 пуқра йариланди. нурғун туралғу биналири еғир бузғунчилиққа учриди.

түнүгүн шәһәрдики йеқилғу искилатлири бомбардиман қилинған иди.

кийев бүгүн әтигән (4-март) қаттиқ партлаш авази билән ойғанди. мәсуллар бу партлаш тоғрисида мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر