русийәдә урушқа қарши намайишлар йәттинчи күнидә

русийәдә 24-феврал (2022) украинаға қарши башланған урушни тохтитиш вә тинчлиқ орнитиш үчүн башланған намайишларниң йәттинчи күнидә, намайишқа йүзләрчә киши қатнашти, 700 дин артуқ киши тутулди.

1788896
русийәдә урушқа қарши намайишлар йәттинчи күнидә

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт москва вә петерсбург қатарлиқ нурғун шәһәрләрдә, русийә-украина урушиға қарши намайиш өткүзүлди.

намайиш башлиништин илгири москва мәркизидики коча вә мәйданларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини алған сақчилар, йолларға тосуқларни қойди, қизил мәйданға киришни чәклиди.

намайишчилар қизил мәйдан әтрапиға топлинип, русийә һөкүмитидин украина урушини тохтитишни вә тинчлиқ орнитишни тәләп қилди. 32 шәһәрдә намайиш өткүзүлгән болуп, бу намайишларниң һәммисигә рухсәт берилмиди. намайишларда, 700 дин артуқ кишиниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

русийәдә 24-февралдин буйан өткүзүлгән намайишларда, 7 миң 500 дин артуқ кишиниң тутулғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر