канада русийәгә йеңи ембарголарни йүргүзидиғанлиқини елан қилди

канада украинаниң шәрқидики бөлгүнчиләрниң аталмиш һөкүмәтлирини етирап қилиш вә районға әскәр әвәтиш қарариға җавабән, русийәгә йеңи ембарголарни йүргүзидиғанлиқини елан қилди.

1783487
канада русийәгә йеңи ембарголарни йүргүзидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: канада баш минстири җастин треду ахбарат елан қилиш йиғинида, иқтисадий ембарголарниң биринчи басқучида, русийә пирезиденти владимир путин етирап қилған бөлгүнчи районлар билән барлиқ иқтисадий келишим түзүшиниң чәклинидиғанлиқини билдүрди.

у йәнә, ембарголарниң аталмиш җумһурийәтләрни етирап қилиш қарарини қоллиған русийә парламент әзалириғиму йүргүзүлидиғанлиқини вә канадалиқларниң русийә зайомлири содиси қилишиниң чәклинидиғанлиқини әскәртти.

у: «русийәниң иғвагәрчиликлири дунйаниң хәвпсизлики вә тинчлиқиға тәһдит һесаблиниду. канада русийәниң урушқақлиқиға қарши натони қоллаш үчүн летонийә вә әтрапидики районларға қошумчә 460 әскәр әвәтти» деди.

русийә пирезиденти владимир путин 21-феврал (2022) аталмиш «донетск хәлқ җумһурийити вә луханск хәлқ җумһурийәтлириниң мустәқиллиқини» етирап қилған қарарнамәни имзалиған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر