иранда уруш айропилани чүшүп кәтти

иранниң тәбриз шәһиридә уруш айропиланиниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә бир киши һайатидин айрилди.

1781996
иранда уруш айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң «‹меһр› агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, иранға аит болмиған бир уруш айропилани, тәбриз шәһириниң мунәҗҗим йоли бойидики шеһит әлипут тәнтәрбийә залиға чүшүп кәткән.

иран җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи байанатчиси муҗтәба һаләбиниң билдүрүшичә, қаза нәтиҗисидә бир киши һайатидин айрилған.

тәбриз шәһиридики базиниң  аммиви мунасивәтләр ишханисиму, вәқәниң келип чиқиш сәвәбиниң тәкшүрүливатқанлиқини уқтурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر