ибраһим рәиси емануел макрон билән йадро сөһбәтлирини музакириләшти

иран пирезиденти ибраһим рәиси, вийеннадики йадро сөһбәтлиридә һасил қилинидиған келишим өз ичигә елиши керәклик муһим нуқтиларни оттуриға қойди.

1781561
ибраһим рәиси емануел макрон билән йадро сөһбәтлирини музакириләшти

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, пирезидент рәисиниң фирансийә пирезиденти емануел макрон билән австрийәниң пайтәхти вийеннада елип бериливатқан йадро сөһбәтлири тоғрисида телефон сөһбити өткүзгәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, рәиси теһранниң йадро сөһбитини әстайидил давамлаштуруватқанлиқини, сөһбәт җәрйанида иҗабий тәклипләрни оттуриға қойуп кәлгәнликини тилға алған.

иран хәлқиниң һәқ – һоқуқлириға капаләтлик қилиш вә уни қоғдашни мәзмун қилған тәклипләрни қарши алидиғанлиқини байан қилған рәиси: «иран хәлқигә қаритилған сийасий бесимни давамлаштуруш вә келишим һасил қилиш мумкинчиликини аҗизлаштуруш үчүн сийасий бесим йаки әйибләшләр оттуриға қойулди» дегәнләрни қәйт қилди.

иран пирезиденти ибраһим рәиси вийеннадики йадро сөһбәтлиридә һасил қилинидиған келишимниң җазаларниң әмәлдин қалдурулуши, инавәтлик капаләтләр вә дөлитигә қарши «сийасий әйибләшләр»ниң йоқитилиши қатарлиқларни өз ичигә елиши керәкликини оттуриға қойди.

фирансийә пирезиденти макрон болса, йадро сөһбәтлиридә илгириләш һасил қилинғанлиқини ейтти вә йадро сөһбәтлириниң балдуррақ ахирлишишини үмид қилидиғанлиқини тилға елип, «сөһбәт мусаписи сийасий бесимниң тәсири астида қалмаслиқи керәк» деди.

йадро келишиминиң қайтидин толуқ иҗра қилинишиға вә американиң келишимгә қайтип келишигә капаләтлик қилишни тема қилған йадро сөһбәтлири, русийә, хитай, германийә, фирансийә, әнглийә вә иранниң йуқири дәриҗилик вәкиллириниң қатнишиши билән австрийәниң пайтәхти вийеннада өткүзүлмәктә.

2018-  йили сабиқ пирезидент доналд трамп дәвридә келишимдин бир тәрәплимә һалда чекингән вашингтон даирилири болса, йавропа иттипақи васитиси билән сөһбәтләргә васитилиқ иштирак қилмақта.

вашингтон даирилири, теһранниң келишимдики вәдисигә қайтип келишини тәләп қилса, иран йадро келишимидин айрилған тәрәп болуш сүпити билән, алди билән американиң келишимгә қайтип келишини, җазларани бикар қилишини вә келишимдин қайта айрилмайдиғанлиқиға капаләт беришини тәләп қилмақта.

тәрәпләр, нөвәттә сөһбәтниң қарар басқучиға киргәнликини оттуриға қойушмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر