русийә һәрбий маневир өткүзиду

русийә әтә баллистик башқурулидиған бомбилар синақ қилинидиған «истиратегийәлик тақабил туруш» намлиқ һәрбий маневир өткүзүлидиғанлиқини уқтурди.

1781145
русийә һәрбий маневир өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, 19 – феврал күни русийә пирезиденти владимир путинниң рәһбәрликидә кәң даирилик һәрбий маневир өткүзүлидиғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «һәрбий маневирға, авийатсийә вә аләм қатниши қисимлири, җәнубий һәрбий район вә истратегийәлик башқурулидиған бомба қисимлири, шималий вә қарадеңиз филотлири қатнишиду. илгири түзүлгән пиланға асасән өткүзүлидиған һәрбий маневир даирисидә, баллистик вә йетәкчи башқурулидиған бомбилар синақ қилиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر