америка русийәниң һәр ан украинаға һуҗум қилиш еһтимали барлиқини илгири сүрүп, райондики пуқралирини агаһландурди

америка дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливан, русийәниң хитайдики олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси ахирлишиштин бурун (20 - феврал) украинаға таҗавуз қилишни башлаш еһтимали барлиқини билдүрди.

1777372
америка русийәниң һәр ан украинаға һуҗум қилиш еһтимали барлиқини илгири сүрүп, райондики пуқралирини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: җейк сулливан ақсарайда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғини җәрйанида украина киризисиға мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләр үстидә тохталди؛ у һазирчә русийә президенти виладимир путинниң украинани ишғал қилишқа қәтий қарар қилғанлиқини ейталмайдиғанлиқини, бирақ ишғалниң һәр ан башлиниш мумкинчиликиниң барлиқи һәққидә қоллирида күчлүк дөләт бихәтәрлик учурлириниң барлиқини илгири сүрди.

сулливан, русларниң аввал украинаға һава вә башқурулидиған бомба һуҗуми ишлитип һуҗум қилип, арқидин қуруқлуқтин ишғал һәрикити башлайдиғанлиқини мөлчәрләватқанлиқлирини, уларниң туйуқсиз һуҗум қилиш арқилиқ украинаниң пайтәхти кийевни қолға чүшүрүшкә тутуш қилиш мумкинчиликиниң барлиқини дәва қилди.

украинаға таҗавуз қилиш һәрикитиниң һәр ан башлиниш еһтимали барлиқини әскәрткән  сулливан, украинадики америкалиқларниң дәрһал бу йәрдин айрилиши керәкликини, ишғал қилинған әһвал астида тарқақлаштуруш һәрикити елип бармайдиғанлиқини ейтти.

америка ташқи ишлар министири антоний блинкенму русийә һәран украинаға таҗавуз қилиши мумкин дегәниди.

бу җәрйанда, америка деңиз армийәси русийә - украина җиддийчиликиниң күчийип кетишигә әгишип, йавропаға мәсул 6 - филот райониға 4 қоғлиғучи парахот әвәтишни қарар қилди. америка деңиз армийәси бу һәқтә байанат елан қилип, мәзкур төт қоғлиғучи парахотниң йавропа һәрикәт районида мәшғулат елип баридиғанлиқиға ишарәт қилған һалда: америка 6 - филоти бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдашлиримизни қоллаш үчүн бир қатар деңиз паалийәтлиригә қатнишиду» дегәнләрни қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин, әнглийә, исраилийә вә корейә өз пуқралиридин украинаға бармаслиқни вә у йәрдикиләрниң чиқип кетишини тәләп қилди.

йавропа иттипақиму украинада вәзипә өтәватқан асаслиқ дипломатик хадимлиридин башқа барлиқ дипломатлириниң чеградин чиқип кетишини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر