һайтида шиддәтлик йамғур вә шамал сәвәбидин күндилик турмуш паләч һалға келип қалди

һайтида қаттиқ йамғур сәвәбидин кәм дегәндә 3 өй йиқилип чүшти, тәхминән 2600 өйни су бесип кәтти.

1771422
һайтида шиддәтлик йамғур вә шамал сәвәбидин күндилик турмуш паләч һалға келип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсулларниң ейтишичә, дөләтни қаплиған шиддәтлик йағқан йамғур 2600 гә йеқин аилини вақитлиқ панаһлинишқа мәҗбур қилған.

пуқраларни қоғдаш идариси һайтиниң шимали вә җәнубидики районларда көрүлгән күчлүк шамалниң бәзи районларда дәрәхләрни йилтизидин қомуруп ташлиғанлиқини ейтти.

һайтида шиддәтлик йағқан йамғур сәвәбидин електир истансисиниму су бесип кәтти. бир көврүкниң өрүлүп чүшүши сәвәбидин райондики бир олтурақ районниң қатниши үзүлүп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر