һусийлар йәмәндә бир мәсчиткә башқурулидиған бомба атти

йәмәнниң шәрқий җунубидики шәбйә вилайитидики бир мәсчиттә, һусийларниң башқурулидиған бомба һуҗуми сәвәбидин төт пуқра җенидин айрилди, бәш пуқра йариланди.

1770728
һусийлар йәмәндә бир мәсчиткә башқурулидиған бомба атти

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәсигә қарашлиқ амалика биригадилириниң байанатида, башқурулидиған бомба һуҗуминиң сафһа райони усәйлан базиридики абдуллаһ бин мәсуд җамәсини чоң зийанға учратқанлиқини вә әтраптики аптомобилларниң көйүп кетишигә сәвәб болғанлиқи қәйт қилинди.

һусийлар вәқәгә мунасивәтлик һечқандақ байанат елан қилмиди.

узун вақиттин буйан сийасий муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә, иран қоллиши астидики һусийлар билән һөкүмәткә қарашлиқ қисимлар оттурисидики тоқунушлар давам қилмақта.

һусийлар 2014-йили сентәбирдин тартип пайтәхт санааға вә бәзи районларниң контроллуқини қолида тутуп турмақта. сәуди әрәбистан башчилиқидики хәлқара бирләшмә қисим 2015-йили март ейидин тартип һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر