америкада йүз бәргән от апитидә нурғун адәм өлди

америка қошма иштатлириниң аркансас иштатида бир өйдә йүз бәргән от апитидә иккиси бала болуп, 4 киши һайатидин айрилди.

1770095
америкада йүз бәргән от апитидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: аркансас сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, һот сиприңс райониниң шәрқий шималидидики бир өйдә, шу җай вақти әтигән саәт 10 да от апити йүз бәргән.

вәқәдин кейин, от өчүрүш әтрәтлири нәқ мәйданға йетип берип отни өчүргән, от апити йүз бәргән өйдә иккиси бала болуп, 4 кишиниң җәсити тепилған.

от апитиниң келип чиқиш сәвәби тәкшүрүлүшкә башланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر