әрәб йерим арилида мис дәвридин қалған 5000 йиллиқ тарихқа игә йол тори байқалди

ғәрбий авистиралийә университетиниң тәтқиқатчилири әрәб йерим арилида қезиш җәрйанида қәдимий «улиниш йоли тори» ни байқиди.

1767219
әрәб йерим арилида мис дәвридин қалған 5000 йиллиқ тарихқа игә йол тори байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: бу йол ториниң мис дәвридә райондики һәр хил су мәнбәлири билән мунбәт йәрләрни бир - биригә туташтурғанлиқи тәхмин қилинмақта.

қезиш җәрйанида йолларниң әтрапида миңлиған қәбриләр тепилғанлиқи үчүн тәхминән 5 миң йиллиқ тарихқа игә бу йол ториға «дәпнә кочиси» дәп исим қойулди.

мутәхәссисләрниң қаришичә, йол тори райондики аһалиләрниң иҗтимаий вә иқтисадий җәһәттә билингәндинму бәкрәк бир-биригә бағланғанлиқини испатлайдикән.

бу байқашниң қәдимий мәдәнийәтләрниң қандақ олтурақ турмушқа өткәнликини йорутуп бериши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر