хитай американиң «башқурулидиған бомба техникиси» ембаргосини тәнқид қилди

хитай  «башқурулидиған бомба техникиси» ни експорт қилғанлиқи үчүн 3 хитай ширкитигә ембарго йүргүзүшни қарар қилған америка қошма иштатлирини тәнқид қилди.

1766706
хитай американиң «башқурулидиған бомба техникиси» ембаргосини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сав лисән, бу һәқтә елан қилған байанатида, бейҗиң һөкүмитиниң қорал – йарағ  експортини контрол қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «хитай билән башқа дөләтләр оттурисидики мудапиә саһәсидики адәттин ташқири дәриҗидики һәмкарлиқ мәсилисидә хәлқара қанунға хилаплиқ қилинғини вә кәң көләмлик қирғучи қоралларниң көпийишигә төһпә қошулуватқини йоқ.  ембарго қарари, америка қошма иштатлириниң зомигәрлик түзүми орнитишниң типик намайәндисидур. америка қошма иштатлирини дәрһал хаталиқини түзитип, алақидар ембаргони бикар қилишқа вә хитайға қара чаплашқа һәм  хитай ширкәтлиригә бесим ишлитишни тохтитишқа чақиримиз.  америка қошма иштатлири австралийәгә томахавк йетәкчи башқурулидиған бомба сетип беришни пиланлимақта, дәрвәқә, вашингитон очуқ – ашкара һалда қош өлчәм қолланмақта.»

америка қошма иштатлири малийә министирлиқи,  «башқурулидиған бомба техникисиниң даирисини кеңәйтиш паалийәтлири» сәвәблик, хитай авийатсийә, аләм қатниши пән-техника ширкити, хитай авийатсийә, аләм қатниши пән-техника чәклик ширкити вә полат-төмүр чәклик ширкити вә тармақ ширкәтлирини «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر